испанийәниң севилла шәһиридә иссиқ һава долқунлириға исим қойуш башланди

испанийәниң севилла шәһири иссиқ һава долқунлириға исим бәргән вә түрләргә айриған тунҗи шәһәр болиду.

1848535
испанийәниң севилла шәһиридә иссиқ һава долқунлириға исим қойуш башланди

түркийә авази радийоси хәвири:испанийәниң севилла шәһири йуқири һава температурасиниң йүз бериш нисбитиниң ешиши нәтиҗисидә, аһалиләрни қоғдаш мәқситидә һәрикәткә өтти.

буниңға асасланғанда, тиропик боранлири вә қуйунларға исим берилгинигә охшаш, иссиқ һава долқунлириғиму исим қойулидикән. бир йил давамлишидиған мәзкур пиланда йәнә, иссиқ һава долқунлири үч категорийәгә айрилидикән.

севилла шәһәр башлиқи антонийо буниң, муноз һава булғилимилирини азайтиштин карбонсизлаштурушқичә болған килимат өзгиришигә қарши турушни мәқсәт қилған кәң даирилик бир қатар алдини елиш тәдбирлириниң парчиси икәнликини билдүрди.

севилла шәһириниң һава температураси даим 40 гирадустин йуқири болиду. өткән йили (2021) севилла шәһиригә 160 километир келидиған монторода һава температураси 47.4 гирадусқа чиққан болуп, бу испанийәдә хатириләнгән әң йуқири һава температураси болуп қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر