узун өмүр көрүшни халисиңиз үмидвар йашаң

америкада елип берилған бир тәтқиқат нәтиҗисидин айан болушичә, әң үмидвар кишиләрниң 90 йаштин һалқип йашаш еһтималлиқи үмидвар әмәс кишиләргә қариғанда %10 йуқири болидикән.

1841225
узун өмүр көрүшни халисиңиз үмидвар йашаң

түркийә авази радийоси хәвири: «америка йашанғанлар җәмийити журнили» да елан қилинған вә харвард универстети билән бостон университетидики бир гуруппа алимлар тәрипидин елип берилған тәтқиқат даирисидә, 159 миң 255 айал көзитилгән.

тәкшүрүш нәтиҗисидә, алимлар үмидварлиқниң инсан өмриниң %5.4 лик ешишқа, йәни 4.4 йил ешиш билән мунасивәтлик болуши мумкинликини йәкүнлигән.

мундақчә қилип ейтқанда, тәкшүрүш нәтиҗилири чүшкүнлүк, созулма йүрәк кесәлликлири, иҗтимаий вә иқтисадий шәртләр нәзәргә елинғандиму, бу нәтиҗиләрниң күчкә игә икәнликини оттуриға чиқарған.

чениқишниң сағламлиқ үчүн муһим икәнлики вә даимлиқ чениқишниң кишиләрниң өмрини 0.4 йилдин 4.2 йилғичә узартидиғанлиқиниң кәң етирап қилинидиғанлиқини хатириләткән алимлар: «бизниң тәтқиқатимиз, үмидварлиқниң үнүминиң чениқиш билән селиштурушқа болидиғанлиқини көрситип бериду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر