истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 569 - хатирә йили

бүгүн «29 – май, истанбулниң пәтһи» қилинишиниң 569 - хатирә йили...

1647943
истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 569 - хатирә йили

оосманли империйәси һәқиқий гүллиниши вә қудрәт тепишини византийә терротерийәлирини пәтһи қилиш арқилиқ ишқа ашурди.  һәм анадолуда һәм румелида ишқа шқан пәтиһләр нәтиҗисидә, византийә империйәси пәқәт истанбулдинла ибарәт бир шәһәр дөлитигә айланди. 1453 – йилиға кәлгәндә, османли империйәси падишаһи фатиһ султан мәһмәт хан, истанбулниң византийә империйәсиниң қолида болушиниң, османли империйәсиниң бихәтәрлики үчүн тәһдит икәнликини тонуп йетип, қудәртлик қошун билән истанбулни муһасиригә алди. узун давамлашқан муһасирә җәрйанида, османли империйәси қошуни ишләткән технологийә вә топлар, 1453 – йили, 29 – май күни, истанбулниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниди. истанбул османли империйәсиниң пайтәхти болди. оттура әсир дәврини ахирлаштуруп, йеңи дәврни башлатқан истанбулниң пәтһи қилиниши, дунйа тарихиға чоңқур тәсир көрситип, ғәрбтә ислаһат вә ойғиниш һәрикәтлириниңму қозғатқучиси болди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر