бүгүн мустапа камал ататүркниң миллий күрәш мәшилигә от йаққан күн

бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси даһий мустапа камал ататүркниң 1919-йили 19-май самсунға берип, миллий күрәшниң пилтисигә от йаққанлиқиға 103 йил болған күн.

1829171
бүгүн мустапа камал ататүркниң миллий күрәш мәшилигә от йаққан күн

түркийә авази радийоси хәвири: бир милләтниң азадлиқиниң хәлққә бағлиқ икәнликини көргән вә әнглийә деңиз армийәси ләңгәр ташлиған истанбулдин сәпдашлири билән анадолуға өткән ататүрк ,1919-йили 19-май самсунда йаққан мәшәл, 103 йилдин бери көймәктә.

ататүрк түрк йашлириға совға қилған бу муһим күн 1938-йили 20-май чиқирилған қанун билән йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими болуп тәбриклинишкә башланди.

19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими мәмликәт миқйасида вә чәт әлләрдики түркийә әлчихана вә консулханилирида һәр хил паалийәтләр билән тәбриклинип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر