хитай: финландийәниң натоға әза болуши икки тәрәп мунасивәтлиригә йеңи амилларни қошиду

хитай финландийәниң натоға әза болушни илтимас қилишиниң «икки тәрәп мунасивәтлиригә йеңи амилларни қошидиғанлиқини» билдүрди.

1827987
хитай: финландийәниң натоға әза болуши икки тәрәп мунасивәтлиригә йеңи амилларни қошиду

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси җав лиҗйән финландийәниң натоға әза болушни илтимас қилиши тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, хитайниң «йавропа дөләтлири бихәтәрликиниң айрилмаслиқи» пиринсипида, тәңпуң, үнүмлүк вә сиҗиллиққа игә район бихәтәрлик қурулмисини дийалог һәмдә сөзлишиш арқилиқ өзара йоллуқ бихәтәрлик қайғулириға һөрмәт қилиш асасида бәрпа қилиш керәкликини тәкитлиди.

у финландийә билән хитайниң дост икки дөләт икәнликини әскәртип: «натоға әза болушни илтимас қилиш тәбиий һалда икки тәрәп мунасивәтлиригә йеңи амилларни қошиду» деди.

у йавропа узун муддәтлик тинчлиқ вә һәқиқий бихәтәрликни капаләткә игә қилиш, ортақ, әтраплиқ вә өзара һәмкарлиққа тайанған, давамлаштурғили болидиған бихәтәрлик тәсәввуриға бағлиқ икәнликини қәйт қилди.

хитай байанатчилири буниңдин илгири 24-февралдин (2022) буйан давамлишиватқан украина-русийә урушиға мунасивәтлик елан қилған байанатлирида, натониң шәрққә қарап кеңийишиниң русийәгә қарита пәйда қилған тәһдитниң, украина киризисиниң әң муһим сәвәби икәнликини илгири сүрүп, «бихәтәрликниң айрилмаслиқи» пиринсипиниң әһмийитини тәкитлигән иди.

хитай компартийәсиниң ахбарат оргини милләтчилик еқимидики йәр шари вақит гезитидә елан қилинған баш мақалидә, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуш еһтималлиқи тоғрисида, «натониң шималға кеңийиши йавропаға йеңи партлаш алдидики бомбиға айлиниш хәвпини пәйда қилиду» дегән иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر