йапонийә дунйадики тунҗи токлуқ парахот йасиди

дунйадики тунҗи токлуқ «нөл карбонлуқ» йүк парахоти йапонийәдә деңизға чүшүрүлиду.

1815119
йапонийә дунйадики тунҗи токлуқ парахот йасиди

түркийә авази радийоси хәвири: пүтүнләй ток билән һәрикәтлинидиған, узунлуқи 62 метир келидиған асаһи парахоти, мушу ай ахири (2022-йили апрел) токйо боғузидин өтиду.

адәттики йүк парахотлириға селиштурулғанда, шавқун вә тәвринишни азлитидиған асахиға техиму көп хадимлар сиғиду. 100 данә токлуқ машининиң батарийә сиғими бар бу йүк парахоти, биринчи басқучта деңиз қатнаш вастилириға май қачилашқа ишлитилиду.

асаһиниң ишләпчиқириш түригә саһибхан e5 тәҗрибиханисиниң карбон қойуп бериш миқдари нөл болуп, йеқин кәлгүсидә токлуқ парахот вә һидроген йеқилғуси билән һәрикәт қилидиған батарийә парахотини тәрәққий қилдурушни нишан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر