тика ирақтики аилиләргә рамизанлиқ йардими йәткүзди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) ирақтики әрбил шәһиридә қийинчилиқтики аилиләргә йемәк-ичмәк йардими қилди.

1813881
тика ирақтики аилиләргә рамизанлиқ йардими йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири:  тиканиң бағдадтики кординатори мустафа йазиҗи бу йил (2022) ирақ миқйасида 6 миң аилигә рамизанлиқ йардәм йәткүзгәнликлирини билдүрди.

у рамизанлиқ йардәм пирограммисини бағдадта давамлаштуруватқанлиқлирини, шәнбә күни (16-апрел) кәркүктә йардәм тарқитиш ишлирини ахирлаштурғанлиқлирини әскәртип, түнүгүн (17-апрел) әрбилдики баиирка мусапирлар лагерида 300 аилигә йемәк-ичмәк йишики тарқатқанлиқлирини қәйт қилди.

у: «бу йил әрбил әтрапидики лагерларда 2 миң данә йемәк-ичмәк йишини тарқитимиз» деди.

у йәнә, кәрбала вә насирийәдики йоқсул аилиләргиму йемәк-ичмәк йардәмлирини тарқитидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر