канада вухән вируси дорисини тәстиқлиди

канада сәһийә министирлиқи файзер тәтқиқ қилип йасиған вухән вируси (Kovid-19) дорисиниң тәстиқланғанлиқини елан қилди.

1764398
канада вухән вируси дорисини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: канада сәһийә министирлиқи файзер тәтқиқ қилип йасиған вухән вируси (Kovid-19)  дорисини тәстиқлиди.

канада сәһийә министирлиқиниң байанатида, «паксловид» (Paxlovid) дәп атилидиған дориниң, канадада вухән вирусиға қарши еғиздин истемал қилиш тәстиқиға еришкән ретсиплиқ тунҗи дора икәнлики қәйт қилинди.

байанатта, мәзкур дорини вирус билән йуқумланғандин кейин, кесәллик аламити йәңгил йаки оттура дәриҗә болған бимарларни давалаш үчүн 18 йаш вә йуқири йаштикиләргә, йуқумланғанлиқи тоғриланмиған кесәл болуш хәтири йуқири болғанларға беришкә болидиғанлиқи әскәртилди.

файзер ширкити 16-нойабир (2021) вухән вирусиға қарши тәтқиқ қилип йасалған дорини, әһвали оттура дәриҗә вә хәтәрлик бимарларға, шундақла ваксина әмләтмигән кишиләрни давалашта қоллиниш үчүн америка йемәк-ичмәк вә дора идарисиға илтимас сунған иди.

файзер ширкити мәзкур дориниң оттура вә әһвли хәтәрлик бимарларниң дохтурханида йетип давалиниш вә өлүм нисбитини %89 азайтқанлиқини елан қилған иди.

америка билән әнглийәму «паксловид» дорисини тәстиқлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر