дөләт мудапиә министирлиқи сариқамиш шеһитлирини хатирилиди

дөләт мудапиә министирлиқи «сариқамиш һәрикитиниң 107 – йиллиқи» мунасивити билән елан қилған видеолуқ байанатида сариқамиш шеһитлирини хатирилиди.

1759300
дөләт мудапиә министирлиқи сариқамиш шеһитлирини хатирилиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған видеолуқ байанатта, мундақ дейилди: «сариқамиш һәрикитидә миңларчә киши шеһит болди, улар қәлбимиздә мәңгү һайат, вәтән үчүн, шан - шәрәп үчүн атлинилидиған бу сәпәрдин қайтиш мумкин әмәс, тағлар шаһит болсун, ташлар шаһит болсун! шеһитләр мәңгү һайат, вәтәнни парчилашқа һечкминиң күчи йәтмәйду, сариқамишта шеһит болған шанлиқ әҗдадлиримизни чәксиз һөрмәт, иптихарлиқ  вә миннәтдарлиқ  туйғуси ичидә хатириләймиз вә мәңгү йад етимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر