шималий қутупниң һава райида көп өзгириш болған

өткән йили (2021) шималий қутуб әтрапида килимат өзгиришигә мунасивәтлик һалда чақмақ чеқишқа охшаш һава райи вәқәлиридә көпийиш болғанлиқиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

1758816
шималий қутупниң һава райида көп өзгириш болған

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа миқйасидики чақмақ чеқиш һадисилирини көзитидиған муһит көзитиш ширкити вайсала (Vaisala) ниң доклатида, 2021-йили 80 гирадус кәңликниң шималида 7 миң 278 қетим чақмақ чаққанлқи қәйт қилинди.

доклатта, бу санниң илгирики тоққуз йилда чаққан чақмақниң топлимидин икки һәссә көп икәнлики әскәртилди.

ширкәтниң метрологи вә чақмақниң алдини елиш ишлириниң мәсули крис вагаски (Chris Vagasky) с н н телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, шималий қутуп районлирида чақмақ вәқәсиниң наһайити аз учрайдиғанлиқини билдүрүп, бу ешишни килимат өзгиришиниң муһим көрсәткүчиси дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

у чақмақ чеқишниң бир қәдәр иссиқ вә нәм һавани тәләп қилидиған турақсиз атмосфера билән мунасивәтлик болған күчлүк боранда йүз беридиғанлиқини әскәртип, чақмақ чеқишниң, қутуп районида температураниң өрлигәнликини көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

у: «биз қутуп районида килиматниң дунйаниң башқа җайлириға қариғанда тез өзгириватқанлиқини билимиз. һазир барлиқ қитәләрдин кәлгән иссиқ вә нәм һава шималий қутуп асминида қалиду вә боран-чапқун пәйда қилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر