кәбә вә пәйғәмбәр мәсҗидидә иҗтимаий мусапә бәлгилимиси қайта йолға қойулиду

сәуди әрәбистан «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә мәсҗиди һәрәм вә пәйғәмбәр мәсҗидидә бүгүндин етибарән иҗтимаий мусапә бәлгилимисиниң қайта йолға қойулушқа башлинидиғанлиқини җакарлиди.

1754547
кәбә вә пәйғәмбәр мәсҗидидә иҗтимаий мусапә бәлгилимиси қайта йолға қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң рәсмий хәвәр агентлиқи (SPA) ниң, мәсҗиди һәрәм вә пәйғәмбәр мәсҗиди ишлири оргининиң бир әмәлдарини мәнбәә көрситип хәвәр қилишичә, «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар санида ешиш көрүлгән муқәддәс җайларда иҗтимаий мусапә бәлгилимиси қайта йолға қойулушқа башлиған болуп, бу һәқтики қарарға асасән, бүгүндин башлап мәсҗиди һәрәм вә пәйғәмбәр мәсҗидидә иҗтимаий мусапә бәлгилимиси йолға қойулидикән.

сәуди әрәбистан, 15 – сентәбир күни «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлирини йениклитиш даирисидә, мәсҗиди һәрәм вә пәйғәмбәр мәсҗидиниң ибадәткә толуқ ечиветилишигә рухсәт қилинидиғанлиқини уқтурғаниди.

сәуди әрәбистанда, «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин, һазирғичә 8 миң 874 киши һайатидин айрилди, йуқумланғучилар сани 554  миң 665 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر