венгирийә алимлири моһач уруши йүз бәргән җайни бекитти

османлиниң йавропада ғәлибә қилған әң муһим ғәлбилиридин бири дәп қарилидиған вә венгирийәниң османли һакимийити астиға кириши билән хуласиләнгән моһач уруши қилинған җай бекитилди.

1742252
венгирийә алимлири моһач уруши йүз бәргән җайни бекитти

түркийә авази радийоси хәвири: қануни султан сулайман қоманданлиқидики османли армийәси билән венгирийә падшаһи 2-лайос қоманданлиқидики венгирийә қошуни оттурисида, 1526-йили 29-авғуст партлиған вә икки саәт қисқа вақит ичидә нәтиҗиләнгән моһач уруши болған җай, венгирийә билим адәмлири тәрипидин бекитилди.

венгирийә билим академийәсиниң иқтисадий йардими билән 2018-йилида бәрч универстети (Pecs) иҗтимаий билимләр тәтқиқат мәркизи тәрипидин башланған лайиһәниң мәсули вә бәрч универстети оқутқучиси пирофессор доктор норберт пап (Norbert Pap): «моһач уруши бүгүнки венгирийәниң моһач шәһириниң җәнубидики бир җайда йүз бәрди, әмма венгирийәдә урушниң зади қайси нуқтида болғанлиқи һәққидә бир қанчә йүз йилдин буйан давамлашқан муназирә бар иди. тәтқиқат нәтиҗисидә, урушниң фөлдвар йезисиниң борза –маҗар сазлиқи әтрапида болғанлиқи оттуриға чиқти. гео физикилиқ тәкшүрүшләр районда оттура дәвргә мәнсуп аһалә излирини оттуриға чиқарди. фөлдвар йезисиниң тепилиши наһайити муһим вәқә болди. у йәрдә археологийәлик тәкшүрүш елип бериш лазим» деди.

у венгирийә падишаһи падшаһи 2-лайосниң шималда сесле (Csele) районидики сазлиқта тунҗуқуп җенидин айрилғанлиқини билдүрүп: «тәтқиқатлиримизда бу йәрни байқидуқ. буни түркийәдики тәтқиқат мәнбәлириму тәстиқлайду» деди.

у районда адәмләрниң сөңәклири көмүлгән икки җайни байқиғанлиқлирини, бу җайда елип берилидиған қезишларда коллектип мазарлиқларниң тепилиш еһтималиниң йуқири икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر