Twitter да кишиләрниң рәсим - видеолирини рухсәтсиз  һәмбәһирләш чәкләнди

аммиви ортақлишиш тор бети Twitter кишиләргә аит рәсим – видеоларни сәһипиләрдә рухсәтсиз  һәмбәһирләшни чәклиди.

1741575
Twitter да кишиләрниң рәсим - видеолирини рухсәтсиз  һәмбәһирләш чәкләнди

түркийә авази радийоси хәвири: Twitter,  «шәхсий учур сийасити» ни шәхсий таратқуларниму өз ичигә алидиған һалда кеңәйтишни қарар қилди.

буниңға асасән, шәхсий рәсим - видеоларни рухсәтсиз ишлитиш чәкләнди.

тивиттер, бу һәқтики байанатида, мунасивәтлик учур һәққидә хәвәр берилгән тәқдирдә, бу учурниң өчүрүлидиғанлиқини җакарлиди.

байанатта йәнә, һәмбәһирләнгән учурниң мәзмуниға қарап чиқилидиғанлиқи, асасий еқимдики таратқуларда елан қилинған йаки қилинмиғанлиқи қатарлиқ әһвалларға қарап, бир қисим рәсим вә синларни тор бекәттә сақлап қелиш йаки қалмаслиқ һәққидә қарар чиқирилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر