дунйа метерологийә тәшкилати «2021-йиллиқ дунйа килимат әһвали» доклатини елан қилди

йеқинқи йәттә йилниң «хатириләрдики әң иссиқ йәттә йил» болуш йолида игириләватқанлиқи билдүрүлди.

1727553
дунйа метерологийә тәшкилати «2021-йиллиқ дунйа килимат әһвали» доклатини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа метерологийә тәшкилати (WMO) б д т килимат өзгиришиниң рамка келишими 26-қетимлиқ тәрәпләр конферанси (COP26) биринчи күнидә, йанвардин сентәбиргичә болған мәзгилдики санлиқ мәлуматлардин пайдилинип тәййарлиған «2021-йиллиқ дунйа килимат әһвали» доклатини елан қилди.

б д т органлириниң мәлуматлиридин пайдилинип тәййарланған доклатқа асасланғанда, 2016-йили 2015-йилдин 2021-йилғичә болған мәзгилдики әң иссиқ йил икән. өткән йили (2020) атмосферадики сәра газиниң зичлиқи йеңи пәллигә йәткән.

сәра газиниң зичлиқи йәр шари температурасиға тәсир көрситиши сәвәбидин, йәр шари температураси бу йил (2021) йанвардин сентәбиргичә болған мәзгилдә, 1850-йиллардин 1900-йилларғичә болған мәзгилдики оттуричә температураға селиштурғанда 1.09 гирадус йуқири болған.

килимат өзгириши сәвәбидин йәр шариниң деңиз сәвийәси 1993-йилдин 2002-йилғичә болған мәзгилдики 2.1 миллиметирлиқ өрләштин, 2013-йилдин 2021-йилғичә болған мәзгилдики 4.4 миллиметирлиқ өрләшкә йәткән. деңиз сәвийәсиниң өрлиши муз қатлимидики тез ериш сәвәбидин пәйда болған.

б д т баш катипи антонийо гутерс доклат үстидә тохтилип, деңиз-окйан сәвийәсиниң өрлишидин ериватқан муз қатламлириғичә болған дунйаниң һәр қайси җайлиридики екологийәлик система вә җәмийәтләрниң хараб болуватқанлиқини қәйт қилди.

у: «26-қетимлиқ тәрәпләр конферанси инсанийәт вә пиланетамиз үчүн бир бурулуш нуқтиси болуши, рәһбәрләр һәрикитидә ениқ болуши керәк. һәл қилиш чарилири оттурида турупту. әмди қәтийлик вә баравәрликни һәрикәтләндүрүп, келәчәкимиз вә инсанийәтни қутқузушимиз керәк» деди.

 дунйа метерологийә тәшкилатиниң баш катипи петтери таалас (Petteri Taalas) көп йүз бериватқан һава райи вәқәлириниң йеңи нормал һадисиләр һалиға кәлгәнликини әскәртип: «бу вәқәләрниң бир қисмиға инсанлар сәвәб болған килимат өзгиришиниң излири барлиқиға мунасивәтлик илмий испатлар бар. сәра гази қойуп бериш миқдариниң ешиш тезлики, париж килимат келишими рамкисида дунйа температурасиниң өрлишини санаәттин бурунқи сәвийәгә селиштурғанда 1.5 гирадус билән чәкләш нишаниниң әмәлгә ашмаслиқиға сәвәб болиду. шуңа 26-қетимлиқ тәрәпләр конферанси ишларни тәртипкә селиш үчүн бурулуш нуқтиси вә ахирқи пурсәт болуши мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر