ваксина әмләтмигәнләрниң өлүм хәвпи әмләткәнләргә қариғанда йуқири

америкада вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әмләтмигән қорамиға йәткәнләрниң өлүм хәвпи толуқ икки шишә ваксина әмләткән қорамиға йәткәнләргә селиштурулғанда, 11 һәссә йуқири икәнлики билдүрүлди.

1721769
ваксина әмләтмигәнләрниң өлүм хәвпи әмләткәнләргә қариғанда йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: америка кесәлликләрни алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (CDC) ниң 2021-йили авғуст ейидики мәлуматлирида билдүрүлишичә, ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләрни толуқ икки шишә ваксина әмләткән қорамиға йәткәнләргә селиштурғанда, вухән вируси билән йуқумлинип өлүш хәвпиниң 11 һәссә, вирус билән йуқумлиниш еһтимали алтә һәссә йуқири икән.

ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләрниң ваксина әмләткән қорамиға йәткәнләргә қариғанда, вухән вируси сәвәбидин дохтурханида йетиш хәвпи 19 һәссә йуқири икән.

санлиқ мәлуматлар, йеқинқи һәптиләрдә америкада вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр сүритиниң астилиши билән, ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләрниң вирус сәвәбидин өлүш хәвпиниңму астилиғанлиқини, авғуст ейи (2021) ниң ахирқи һәптисидә, вирус сәвәбидин пәйда болған өлүм хәвпиниң алдинқи һәптигә селиштурулғанда %30 азайғанлиқини көрсәткән.

америка кесәлликләрни алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм хәвпи вә вәқәләр азайған болсиму, авғуст ейиниң биринчи һәптисидин ахирқи һәптисигичә ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләрниң вухән вируси сәвәбидин дохтурханида йетиш нисбитиниң %80 дин артуқ болғанлиқини билдүрди.

америка кесәлликләрни алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи йәнә, вухән вируси сәвәбидин дохтурханида йатқан 50 йаштин төвән ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләрниң, толуқ ваксина әмләткәнләргә селиштурулғанда тәхминән 15 һәссә, 50 йаштин 64 йашқичә болған кишиләр арисида 31 һәссә вә 65 йаштин йуқири кишиләрдә 16 һәссә йуқири икәнлики қәйт қилинди.

америкада паалийәт қиливатқан қәйсәр аилә вәхписи өткән һәптидики доклатида, йеқинқи үч айда ваксина әмләтмигән қорамиға йәткәнләр арисида 90 миңдин артуқ <<алдини алғили болидиған өлүм>> вәқәсиниң йүз бәргәнликини, буларниң йеримидин көпиниң сентәбир ейида йүз бәргәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر