муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни мурасимлар билән тәбрикләнди

әң ахирқи пәйғәмбәримиз муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни болған мәвлут қандили бүгүн (2021-йили 17-өктәбир) мурасимлар билән тәбрикләнмәктә.

1720866
муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни мурасимлар билән тәбрикләнди


түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд әләйһиссаламниң һиҗрийә календари бойичә рабиул-әввал ейиниң 12-күни туғулғанлиқи мунасивити билән өткүзүлидиған мәвлут қандили, ислам җәмийәтлиридики пәйғәмбәр сөйгүсиниң мәдәнийәт турмушиға болған ипадиси сүпитидә әсирләрдин буйан тәбриклинип кәлмәктә.
луғәттә «туғулған җай вә вақит» мәнисини билдүридиған мәвлут, ислам мәдәнийитидә муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күнини вә  бу даиридә  өткүзүлидиған мурасимларни, шундақла йазма әсәрләрни ипадиләш үчүн ишлитилиду.
мусулманлар муһәммәд әләйһиссаламниң аләмләргә рәһмәт қилип әвәтилгәнликини һәр хил паалийәтләр билән тәбрикләйду.
османли хәлипиликидиму диний күнләр вә кечиләрдә мунарларға чирағ йиқип қутланған болғачқа, бу әһмийәтлик кечә мәлут қандили дәп аталған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر