гирузийәдә тика әмәлгә ашурған лайиһәләрниң ечилиш мурасими өткүзүлди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) гирузийәдә сәһийә вә мәдәнийәт лайиһәлирини қоллашни изчил давамлаштурмақта.

1672611
гирузийәдә тика әмәлгә ашурған лайиһәләрниң ечилиш мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: гирузийә пайтәхти тиблиста түркийәниң йардими билән әмәлийләштүрүлгән икки лайиһәниң ечилиш мурасими өткүзүлди.

биринчи лайиһә болған тиблис миллий физикилиқ давалаш мәркизиниң көп йөлинишлик давалаш бөлүми ечилди. тика тәрипидин йеңиланған вә әслиһәләр йардәм қилинған лайиһәниң ечилишиға, тика башлиқи сәркан кайалар, түркийәниң тиблиста турушлуқ баш әлчиси җәрән йазган вә гирузийә дөләт мудапиә биринчи муавин министири ләла чиковани иштирак қилди.

иккинчи лайиһә болған ашиқ камандар әфәндийев музейниң ечилиш мурасимиму өткүзүлди.

тика башлиқи сәркан кайалар вә униң һәмраһлиқидики һәйәт, тиблис әтрапиға җайлашқан кәпәнәкчи йезисиға берип, тика тәрипидин ремонт қилинип йеңиланған музей өйини линта кисип ачти.

мурасимға, әзәрбәйҗан мәдәнийәт министири анар кәримов, гирузийә мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә йашлиқ биринчи муавин министири каха сихарулиддзә қатарлиқ кишиләрму қатнашти.

гирузийә мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә йашлиқ биринчи муавин министири каха сихарулиддзә тиканиң гирузийәдә мәдәнийәт саһәсидә қиливатқан йардәм лайиһәлири билән дөләтләр арисидики тарихий бағлинишларни техиму күчәйтиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر