сенегаллиқ әскәрләр дипломлирини алди

сенегал пайтәхти дакардики кап мануел газармисида ечилған йунус әмрә институти түркчә өгитиш мәркизи үчинчи қарар оқуғучилириниң оқуш пүттүрүш гуваһнамисини тарқатти.

1667330
сенегаллиқ әскәрләр дипломлирини алди

түркийә авази радийоси хәвири: кап мануел газармисида өткүзүлгән үчинчи қарар түкчә өгиниш курси оқуғучилириниң оқуш пүттүрүш мурасимиға түркийәниң дакарда турушлуқ баш әлчиси әһмәт кавас, түркийәниң дакарда турушлуқ һәрбий ишлар вәкили полковник ләвәнт гулдағи, дакар йунус әмрә институти мудири мәрвә ишиқ әлсиқма, сенегал һәрбий мәшиқ шөбиси мудири полковник йәһйа диоп вә һәр қайси түрк органлириниң вәкиллири қатнашти.

баш әлчи кавас сөзидә, түркийәниң африқада 43 әлчиханисиниң барлиқини вә бу қитә билән болған һәмкарлиқиниң күндин-күнгә күчийиватқанлиқини ейтти.

бу һәмкарлиқларниң сода саһәсидила әмәс, мәдәнийәт җәһәттиму тәрәққий қиливатқанлиқини тәкитлигән кавас, йунус әмрә институтиниң буниң әң йахши үлгиси икәнликини байан қилип, диплом алған әскәрләрни тәбриклиди.

2020-йили өктәбирдә башланған 9 айлиқ түркчә өгитиш курсини мувәппәқийәтлик тамамлиған 25 әскәр дипломини йунус әмрә институти оқутқучиси имран ипәкниң қолидин алди.

оқуғучилар ипәккә миннәтдарлиқини билдүрүш билән биргә һәр хил совғатларни тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر