тика ғәззәгә йардәм сәпәрвәрликини давамлаштурмақта
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA)исираилийәниң 10-21-май күнлиридә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға һуҗум қилғанда башлиған йардәм сәпәрвәрлик паалийәтлирини давамлаштурмақта.
түркийә авази радийоси хәвири: тиканиң ғәззәдики ишханисидин елан қилинған йазма байанатта, һуҗум давамлишиватқан күнләрдә өй-маканлириниң вәйран болуши сәвәбидин мәктәпләрдә панаһлинишқа мәҗбур болған тәхминән 50 миң кишигә иссиқ йемәк-ичмәк тарқитилғанлиқи, 1600 аилигә йемәк-ичмәк болақлири, дизинфексийә суйуқлуқи вә һәр хил дора, тиббий буйумларниң тарқитилғанлиқи билдүрүлди.
байанатта, мәктәпләрдә панаһланғанларға тарқитилған әдийаллардин башқа, уруқ-туғқанлириниң йенида панаһлинишқа мәҗбур болған аилиләргә карват, йастуқ, йемәк-ичмәк вә дизинфексийә тарқитишниң башланғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта, бу йардәмләрдин миңдин артуқ аилиниң пайдилниватқанлиқи әскәртилди.
исираилийәниң қоршави астида туруватқан ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға 10-май башланған һуҗумлар, 21-май түзүлгән уруш тохтитиш билән ахирлашқан иди.