булғарийә түрклириниң җамаәт әрбаби осман қилич пайтәхт әнқәрәдә вапат болди

булғарийәдә йашаватқан түркләрниң җамаәт әрбаблиридин осман қиличниң вапати булғарийәдики түркләр вә башқа мусулманлар арисида чоңқур қайғу пәйда қилди.

1660431
булғарийә түрклириниң җамаәт әрбаби осман қилич пайтәхт әнқәрәдә вапат болди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси- й т б ниң башлиқи абдуллаһ әрән булғарийә түрклириниң символлуқ кишилиридин бири, дипломат вә йазғучи осман қиличниң өйигә берип тәзийә зийаритидә болди.

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идарисиниң бу һәқтики йазма байанатиға асасланғанда, абдуллаһ әрән твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «булғарийә түрклириниң 101 йиллиқ чинар дәрихи, йашлиқини түрк хәлқи вә ислам үчүн коммунистик түзүмниң зинданлирида педа қилған дәва адими, шумну түвваб мәдрисәсиниң муддәриси осман қилич тағимиз вапат болди. роһи шад, макани җәннәт болсун» дегән.

у мәрһум осман қиличниң һайатиниң күрәш ичидә өткән қәһриманлиқ һекайлири билән толғанлиқини билдүрүп: «осман тағимизға болған вападарлиқ қәрзимизни азирақ болсиму төливелиш үчүн 100 йашқа киргәнликини тәбрикләп бир пирограмма қилип, ‹тәқдир қурбани› намлиқ китабини булғарчиға тәрҗимә қилип нәшр қилдурған идуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر