йуқири температура сәвәб болған өлүмләрниң %37 гә, йәр шариниң иссип кетиши сәвәб болған

йуқири температура сәвәб болған өлүмләрниң %37 гә, йәр шариниң иссип кетишиниң сәвәб болғанлиқи байқалди.

1649741
йуқири температура сәвәб болған өлүмләрниң %37 гә, йәр шариниң иссип кетиши сәвәб болған

түркийә авази радийоси хәвири: йуқири температура сәвәб болған өлүмләрниң %37 гә, йәр шариниң иссип кетишиниң сәвәб болғанлиқи байқалди.

спутникниң хәвиригә қариғанда, алимлар 1991-йилдин 2018-йилғичә дунйадики 732 шәһәрдә йуқири температура сәвәбидин қаза қилғанларни тәкшүргән.

буниңда, шәһәрләрниң температураси компйутер муһитида тәййарланған тәқлидләр билән килимат өзгиришниң еһтималлиқи билән селиштурулди.

тәтқиқатта, йуқири температура сәвәб болған өлүмләрниң % 37 иниң йәр шариниң иссип кетиши кәлтүрүп чиқарған пәвқуладдә йуқири температура сәвәбидин икәнлики байқалған.

килимат өзгириши сәвәбидин әң көп җенидин айрилғанларниң җәнубий америкада икәнлики, биразилийәниң сан павло шәһири йилиға оттура һесаб билән 239 өлүм билән биринчи рәттә туридиғанлиқи қәйт қилинди.

тәтқиқатта, 732 шәһәрдә һәддидин зийадә йуқири температура сәвәбидин йиллиқ оттуричә өлүм саниниң 9 миң 700 икәнлики көрситилди.

бәзи дөләтләрдә җенидин айрилғанлар саниниң охшимаслиқида, мәдәнийәт вә муһит амили, шундақла һава тәңшигүч системисиниң тәсириниң барлиқи оттуриға қойулди.

вухән вируси (Kovid-19) йуқуми сәвәбидин 2020-йили ташқа айланған йеқилғуниң ишлитилиш нисбити% 7 төвәнлигән болсиму , әмма йәр шариниң оттуричә температураси санаәттин илгирики (1850-1900) сәвийәсидин тәхминән 1.2 градус йуқири икәнлики әскәртилди.

тәтқиқат нәтиҗилири «тәбиәт килимат өзгириши журнили» да елан қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر