«несип болса намзат болимиз» филими, әң йахши филим мукапатиға еришти

белград хәлқара кино фестивалида әрҗан кәсал өзи йезип режиссорлуқ қилған «несип болса намзат болимиз» филими «әң йахши тунҗи филим мукапати» ға еришти.

1640922
«несип болса намзат болимиз» филими, әң йахши филим мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: барбу баласоийу (Barbu Balasoiu) син режиссорлуқини үстигә алған «несип болса намзат болимиз» филими, түркийә-сербийә бирликтә сүрәткә алған тунҗи филим һесаблиниду.

әрҗан кәсал вухән вируси йуқуми сәвәбидин мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишалмиди. у өзиниң һес-туйғулирини видео арқилиқ фестивал иштиракчилири билән ортақлашти.

у сербийәниң өзиниң һайатида алаһидә орнға игә икәнликини, дадисиниң оқуши үчүн сетивалған биринчи китабниң иво андриҗниң «дрина көврүки» икәнликини؛ аридин йиллар өткәндә әмир кутустуриканиң тәклипи билән «бир чағларда анадолу» филими үчүн сербийәгә барғанда, кустуриканиң униңға охшаш китабни һәдийә қилишиниң чоңқур мәнигә игә икәнликини қәйт қилди.

әрҗан кәсалниң йаш дохтур сүпитидә истанбулда бәйоғлу районлуқ һөкүмәтниң намзат намзати болушини байан қилидиған филим, китабтин өзгәртип ишләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر