дуа вә төвбиләр қобул қилинидиған қәдир кечиси әтә идрак қилиниду
ислам динида рамизанниң 27-кечисигә тоғра келидиған, қуран кәримдә «миң айдин хәйрилик» икәнлики зикир қилинидиған қәдир кечиси, әтә (2021-йили 8-май) идрак қилиниду.
1636110
түркийә авази радийоси хәвири: қуран кәрим назил қилинишқа башланған қәдир кечиси «асманларниң дәрвазилири ечилидиған, дуа вә төвбиләр қобул қилинидиған қутлуқ кечә» дәп қарилиду.
түркийәдә бу рамизанда йолға қойулған вухән вируси(Kovid-19) тәдбирлири рамкисида җамәләрдики ибадәт паалийәтлиригә чәклимиләр қойулғанлиқи сәвәбидин, қәдир кечиси өйләрдә ибадәт вә дуа қилиш билән идрак қилиниду.