голландийәдә йашаватқан 16 түрк падишаһ ордениға еришти

голландийәдә 16 түрккә халис қилған паалийәтлири билән җәмийәткә маслишишқа қошқан төһпилири үчүн падишаһ ордени тәқдим қилинди.

1630062
голландийәдә йашаватқан 16 түрк падишаһ ордениға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәдә йашаватқан түркләрдин айшә бойа, а.әрдал, җ.софуоғлу, г.бозтағ гүзәл, фатма лачин йилмаз, мәвлүт йилмаз, г.долу, әлиф атәш, з.чимтай, фатма кирилмаз, к.коркмаз, н.орал, һ.и.сәчкин, сәлаһаттин асал, кәрәм алан вә сүрәййа әрдәм қатарлиқ кишиләрниң падишаһ рдениға еришкәнлики елан қилинди.

хәвжен (Huizen) шәһиридә рден тәқдим қилиш мурасими вухән вируси йуқуминиң көләңгисидә өткүзүлди.

голландийә вәхпи җамәсидә тәхминән 25 йилдин буйан халис хизмәт қиливатқан сәлаһаттин асал, мурасимда падишаһ ордениға еришкәнләрниң арисида иди.

у хәвжен шәһәр башлиқиниң қолидин орденни тапшурувалди.

голландийәдә падишаһ вилләм александер (Willem Alexander) ниң туғулға күни болған 27-апрел күни «падишаһ күни» тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлидиған болуп, дөләтниң охшимиған җайлирида байқалған кишиләргә шу һәптә ичидә падишаһ ордени тәқдим қилиниду. символлуқ мәнигә игә падишаһ ордени бу йил (2021) охшимиған шәһәрләрдики 2 миң 832 кишигә берилди. буларниң ичидә 998 айал бар. бүгүнгичә голландийәдә йашаватқан 150 дин артуқ түрк падишаһ ордениға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر