бурсада йашаватқан германийә пуқраси рамизанниң тәсиридә мусулман болди

бурсаниң муданйа наһийәсидә йашаватқан германийә пуқраси диний ишлар идарисидә өткүзүлгән ихтиза (мусулман болуш) мурасими билән мусулман болди.

1629348
бурсада йашаватқан германийә пуқраси рамизанниң тәсиридә мусулман болди

түркийә авази радийоси хәвири: бурсаниң халитпаша мәһәллисидә тәхминән бир йилдин буйан йашаватқан һанс жүрген һелмут виллиң (Hans Jürgen Helmut Willing) рамизан ейиниң тәсиридә ислам дини тоғрисида издинип мусулман болушни қарар қилди.

һанс үчүн муданйа диний ишлар идарисидә вухән вируси(Kovid-19)  тәдбирлири астида мусулман болуш мурасими өткүзүлди.

мурасимда, муданйа муптиси әртуғран мәһмәтсойлу ислам дининиң асасий билимлири һәққидә мәлумат бәрди.

у рамизан ейидин тәсирлинип ислам дини тоғрисида издинишни башлиған вә ахирида мусулман болған һансни тәбриклиди.

у кәлимә шаһадәт кәлтүрүп «йусуф» исмини алған һанисқ,а «мусулман болғанлиқ гуваһнамиси», қуран кәримниң немисчә тәрҗимиси вә түркийә диний ишлар идариси нәшр қилип тарқатқан һәр хил китабларни һәдийә қилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر