т р т 23 - апрел балилар байримиға алаһидә тәййарлиқ қилди

түркийә радийо- телевизийә идариси - т р т, 23- апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байримини бу йил өйлиридә тәбрикләйдиған балиларүчүн бир қатар һәйран қаларлиқ мәхсус пирограммиларни тәййарлиди.

1626579
т р т 23 - апрел балилар байримиға алаһидә тәййарлиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: балиларға атап тәййарланған «бүгүн 23 - апрел» мәхсус тарқитиш әтә (23 - апрел) түркийә вақти саәт 14:30 да TRT 1 қанилида көрүрмәнләр билән йүз көрүшиду.

һава армийәси қоманданлиқи қармиқидики номур көрситиш әтрити, түрк чолпанлири вә солотүрк учқучилири балилар үчүн мәхсус айропилан номурлири көрситиду. бу мәхсус пирограмма, 23 - апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байримида түркийә вақти саәт 14:20 минут өткәндә тунҗи қетим TRT Çokuk қанилида тарқитилиду.

балиларни нишан қилған һалда барлиқ музика һәвәскарлириниң һузурлинишиға сунулидиған «кичик талант игиси мозарт» консерти әтә саәт 19:00 да TRT 2 қанилида биваситә тарқитилиду.

TRT Music қанилиму 4-айниң 23-күни икки консертни тамашибинларниң һузуриға суниду. әнқәрә радийоси балилар нахша - уссул өмикиниң алаһидә 23 - апрел алаһидә консерти саәт 13:30 да؛ 1500 бала җумһур рәислик мәһкимиси симфонийә оркестири билән бирликтә орундиған 23 - апрел алаһидә консерти 18:15 дә музика һәвәскарлири билән көрүшиду.

TRT Haber му 23 - апрел балилар байрими мунасивити билән  түркийә вақти саәт 09:00 дин 11:00 гичә мәхсус тарқитиш бериду.

буниңдин башқа даһий ататүркниң қәбриси җайлашқан анитқабирдин күн бойи биваситә тарқитишлар берилиду.

TRT ниң дөләт ичи - сиртиға тарқитиш беридиған барлиқ рдийолири бу йилму 23 - апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байримини қизғин тәбрикләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر