вухән вирусини бәш минутта ениқлиғили болидиған усул иҗад қилинди

йапонийә тәтқиқатчилири вухән вируси (Kovid-19) ни бәш минутта байқаш тәкшүрүш усулини тепип чиқти.

1624758
вухән вирусини бәш минутта ениқлиғили болидиған усул иҗад қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә н һ к (NHK) ниң хәвиригә асасланғанда, рикен (RIKEN) тәтқиқат иниститути билән токйо универстетиниң тәтқиқатчилири вухән вирусини байқайдиған йеңи усулни тапқан.

йеңи усулда, синақниң бир қисми сүпитидә елинған әвришкиләр һәр квадрат сантиметирда бир милйон инчикә бәлгә қойулған әйнәк вараққа қойулдикән.

микроскоп шәкилләндүрүш техникиси билән йасалған әйнәк тахтай, һәр биридә айриш машиниси бар микро синақ өйи ролини ойнайдикән.

әгәр униңға қойулған әвришкидә вухән вирусиға тәвә рибонуклеик кислата (RNA) барлиқи байқалса, у синақ өйидин нур тарқилидикән.

бу усулниң кәм дегәндә бир күн вақит сәрп қилинидиған әнәниви вухән вируси тәкшүрүш усуллириға охшимайдиғанлиқи вә микро өйләр арқилиқ 5 минут ичидә аз миқдардики вирусларни байқиғили болидиғанлиқи қәйт қилинди.

рикен иниститутиниң асаслиқ тәтқиқатчилиридин рикийа ватанабе аддий вә тез тәкшүрүшни өз ичигә алған бу усулниң мурәккәп җәрйанларни өз ичигә алмайдиғанлиқини, содиға айландурулғинида сәһийә органлириниң пайдилиналайдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر