«мавәра› телевизийә тийатири» қазақистанда тарқитилиду

дунйаға ечилған түрк телевизийә тийатирлириға йәнә бири илавә қилинди.

1624260
«мавәра› телевизийә тийатири» қазақистанда тарқитилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) тәрипидин ишләнгән вә хоҗа әһмәд йәсәвиниң һайати тонуштурулған, һәмдә рамизан ейи бойичә қазақистанниң миллий қанили « QAZAQSTAN TV» дә тарқитилидиған  «мавәра» намлиқ телевизийә тийатирида, хоҗа әһмәд йәсәвиниң һайатиниң билинмәйдиған тәрәплири тонуштурулиду.

«мавәра» ибариси, «мәвҗут дунйаниң көрүнмәйдиған тәрәплири» дегән уқумни билдүриду.

«мавәра› телевизийә тийатири»  да, тарихтики дәсләпки алпәрәнләрниң һекайиси тонуштурулиду.

йүсүф һәмәдани тәрипидин бағдадқа әвәтилгән хоҗа әһмәд йәсәвиниң бағдадта ишқа ашурған ойғиниш вә баравәрлик күриши мәзмун қилинған телевизийә тийатириниң режиссорлуқини доған үмит қараҗа өз үстигә алмақта.

«мавәра› телевизийә тийатири»  ниң артислири болса, корәл җәзайирли, гөркәм сәвиндик, тансәл өнгәл вә синан тузҗу қатарлиқлардин тәшкил тапмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر