т р т ниң «мавәра› телевизийә тийатири» қазақистанда тарқитилиду

түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) тәрипидин ишләнгән вә хоҗа әһмәд йәсәвиниң һайати тонуштурулған «мавәра» намлиқ телевизийә тийатири қазақистанниң миллий қанили « QAZAQSTAN TV» дә тарқитилиду.

1622782
т р т ниң «мавәра› телевизийә тийатири» қазақистанда тарқитилиду

түркийә авази радийоси хәвири: 19 – апрелдин етибарән тарқитилидиған телевизийә тийатирида, хоҗа әһмәд йәсәвиниң һайатиниң билинмәйдиған тәрәплири тонуштурулиду.

«мавәра› телевизийә тийатири» ниң пәқәт түркийәдила әмәс, қазақистандиму көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришиши күтүлмәктә.

«мавәра› телевизийә тийатири»  ниң қазақистанда тарқитилиш қарари,  қазақистан учур вә иҗтимаий тәрәққийат министири әйда балайеваниң,  5-6-апрел күнлири түркийәгә қилған хизмәт зийарити әснасида, түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) ниң иҗраийә һәйити рәиси вә баш мудири ибраһим әрәм билән көрүшкәндә чиқирилди.

телевизийә тийатири т р т тәрипидин йеңичә услубта ишләнди.

«мавәра» ибариси, «мәвҗут дунйаниң көрүнмәйдиған тәрәплири» дегән уқумни билдүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر