рәһбәрләр ван көли фотографини қоллашни тәләп қилди

америка аләм қатниши идариси (NASA) -наса тәрипидин интернетта өткүзүлгән фотограф «дунйа мусабиқиси» дә, аләмдин тартилған ван көлиниң фотографи ахирқи таллашқа қалған икки фотографниң бири болди.

1619499
рәһбәрләр ван көли фотографини қоллашни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: наса тәрипидин интернетта өткүзүлгән фотограф «дунйа мусабиқиси», бу йил (2021) 8-мартта 32 фотограф билән башланди.

мусабиқидә, ван көлиниң аләмдин тартилған фотографи билән, «һарарәтлик йултузлар» намлиқ фотограф ахирқи таллашқа қалған икки фотограф болуп қалди.

«earthobservatory.nasa.gov/tournament-earth» торидики беләт ташлаш, америка шу йәр вақти 12-апрел (2021) саәт 12:00 дә ахирлишиду.

түркийә ички ишлар министири сүләйман сойлу җәмийәттин ван көлиниң фотографини қоллашни тәләп қилди. у твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «ван көлимиз көпкөк мәнзирәси вә йәр йүзидә көрүнидиған тәңдашсиз гүзәллики биләнла әмәс, аләмдин көрүнгән гүзүллики билән, насаниң интернеттики мусабиқисидә һәл қилғучқа қалди» деди.

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири нури әрсой ван көли фотографи үчүн җәмийәттин қоллаш тәләп қилип твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «аләмдин көрүлгән дөлитимизниң тәңдашсиз гүзәлликигә беләт ташлаң» деди.

йашлиқ вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһәррәм касапоғлу: «ван көлимиз аләмдин қариғанда башқичә гүзәл. барлиқ достлиримни бу гүзәл мәнзирәни насаниң интернет мусабиқисидә биринчи қилишқа тәклип қилимән» деди.

муһит вә шәһәрчилик министйири мурат курум: «қени, аләмдин тартилған дөлитимизниң мәрвайит ван көли үчүн беләт ташлайли. дөлитимизниң тәңдашсиз гүзәлликини бирликтә биринчи қилайли» деди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоғанму ван көли фотографи үчүн җәмийәтин қоллашни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر