әнглийә алимлири һавадин д н а йиғди

әнглийәдики лондон ханиш мари (Londra Queen Mary) универстетиниң алимлири тунҗи қетим һавадин д н а (DNA) әвришкилирини йиғди.

1616676
әнглийә алимлири һавадин д н а йиғди

түркийә авази радийоси хәвири: лондон ханиш мари универстетиниң алимлири һавадин д н а йиғди.

қанун дохтури, антропологийә вә хәлқ сақлиқни сақлаш саһәлиридики тәтқиқатчилар, бу хил байқашниң һавадики кесәлликләрниң қандақ қилип тарқилидиғанлиқини чүшинишкә йардәмчи болиду, дәп қарайду.

тәтқиқатчилар һава әвришкилиридин һайван түрлирини пәрқләндүрүш үчүн мумкинчиликини тәтқиқ қилди.

тәтқиқатчилар чашқанларниң д н а әвришкилирини йиғиш үчүн әтраптики помпа вә сүзгүчләрни ишләтти вә еришкән әвришкиләрни өлчәмлик тәртипләш қораллирида пайдиланди.

тәтқиқатчилар бу методтин пайдилинип чашқанниң д н а сини мувәппәқийәтлик һалда байқиди.

һава әвришкилиридә инсанларниң д н а симу тепилған болуп, бу әвришкә елиш техникисидин әдлийә тәтқиқати үчүн пайдилиниш мумкинчиликини көрситип бәрди.

бу тәтқиқат йәнә, алимларниң вухән вируси (Kovid-19) қатарлиқ һавадин тарқилидиған вирусларниң қандақ тарқилидиғанлиқини чүшинишигә йардәм берәлиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر