28 миң йил ишләткили болидиған батарийә йасалди

американиң бир батарийә ширкити алмас вә йадро ешиндилиридин йасалған вә ток қачилимастин 28 миң йилғичә ишләткили болидиған батарийәни тонуштурди.

1614915
28 миң йил ишләткили болидиған батарийә йасалди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий калифорнийәгә җайлашқан «нано алмас батарийә ширкити» (Nano Diamond Battery), алмас вә йадро ешиндилиридин пайдилинип 28 миң йилғичә ток қачилимай ишләткили болидиған батарийә ишләпчиқарди.

мәзкур батарийәниң аләм тәтқиқатлири үчүн үмид икәнлики билдүрүлди.

батарийәниң енергийәни йадро ешиндилиридин, болупму қайта ишләткили болидиған радийактип изотоплардин алидиғанлиқи қәйт қилинди.

изотоплар тәрипидин тарқалған енергийәни сүмүрүш үчүн, батарийәниң нано алмас билән қапланғанлиқи әскәртилди.

изотопларниң миңларчә йиллиқ өмриниң болуши вә алмасларму наһайити йахши иссиқлиқ өткүзидиғанлиқи үчүн, батарийәгә ток қачилашқа керәк қалмайдикән.

нано алмас батарийә ширкитиниң қурғучиси доктор нима голшарифи (Nima Golsharifi), батарийәни йүзләрчә йил ишләткили болуштин сирт, йадро ешиндилирини йахши нәрсигә айландуруштәк артуқчилиққа игә икәнликини қәйт қилди.

у йанфон вә башқа електиронлуқ буйумлар үчүн тоққуз йил йетидиған йәнә бир хил алмас батарийә йасиғанлиқлирини вә 2023-йилиғичә ишләткили болидиған сәвийәгә келидиғанлиқини билдүрди.

батарийәниң тәннәрхиниң қандақ болидиғанлиқи диққәт қозғиди.

сентетик алмас вә йадро ешиндилиридин пайдилинишниң әрзанға тохтмайдиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر