вухән вируси дунйада өлүм туғут вә аниларниң өлүм нисбитини ашурувәткән

вухән вируси (Kovid-19) мәзгилидә дунйа миқйасида өлүк туғут вә аниларниң өлүм нисбити тәхминән үчтин бир һәссә ашти.

1613444
вухән вируси дунйада өлүм туғут вә аниларниң өлүм нисбитини ашурувәткән

түркийә авази радийоси хәвири: ансет йәр шари сағламлиқи журнили (The Lancet Global Health) да елан қилинған 17 дөләттики 40 тәтқиқат нәтиҗисигә асасән тәййарланған доклатта, сиртқа чиқиш чәклимилири, туғут хизмәтлиридә көрүлгән мәсилиләр вә сақлиқ сақлаш мәркәзлиригә бармаслиқ қатарлиқ мәсилиләрниң һамилдарлиққа мунасивәтлик хәтәрләрни көпәйтивәткәнлики қәйт қилинди.

ваба мәзгилидә дунйа миқйасида өлүк туғут вә аниларниң өлүм нисбитиниң тәхминән үчтин бир һәссә ашқанлиқи алаһидә тәкитләнгән доклатта, вухән вирусиниң һамилдар айаллар вә йеңи аниларниң роһий җәһәттики саламәтликигә сәлбий тәсир көрсәткәнлики билдүрүлди.

доклатта, ваба мәзгилидә туғуттин кейин, чүшкүнлүк, көп қайғуруш қатарлиқ роһий аламәтләрниң көпәйгәнлики әскәртилди.

лондондики саинт җорҗ (St George) универстетиниң пирофессори асма халил: «вухән вируси сақлиқ системилириға чоң тәсир көрсәтти. ваба болупму төвән вә оттура киримлик дөләтләрдә һәм аниларниң һәмдә бовақларниң алдини алғили болидиған өлүмлириниң йүз беришигә сәвәб болди» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر