вухән вируси бимарлириниң қайта давалиниш еһтимали йуқири

вухән вируси билән йуқумлинип(Kovid-19) даваланған бимарларниң тәхминән үчтин бири, бир ай ичидә қайта дохтурханида давалаш астиға елинишқа мәҗбур болиду.

1613069
вухән вируси бимарлириниң қайта давалиниш еһтимали йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: айриш егзәминәр (Irish Examiner) ториниң хәвиридә билдүрүлишичә, әнглийә лестер (Leicester) универстетиниң тәтқиқатчилири вухән вируси билән йуқумлинип дохтурханиға йатқузулған вә 2020-йили 31-авғусттин бурун давалинип дохтурханидин чиққан 48 миң бимарниң мәлуматлирини тәтқиқ қилған.

тәтқиқатта, давалинип дохтурханидин чиққан вухән вируси бимарлириниң қайтидин дохтурханиға йатқузулуш вә өлүм нисбәтлири, нәпәс йоли, йүрәк-қан томур, метаболизм, бөрәк вә җигәр кесәлликлириниң көрүлүш етиһтимали тәкшүрүлгән.

тәхминән 140 күн бойичә көзитилгән бимарларниң тәхминән үчтин бири қайта дохтурханиға йатқузулған болуп, 5 миң 875 бимар бу вақит ичидә җенидин айрилған.

тәтқиқатчилар вухән вируси бимарлирида омумий нопусқа селиштурғанда, бәдән әзалири йетишмәслики, нәпәслиништә қийнилиш, дийабет, йүрәк-қан томур кесәлликлири нисбитиниң йуқири нисбәттә ашқанлиқини қәйт қилди.

тәтқиқатчилар тәтқиқат нәтҗисини «The British Medical» журнилида елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر