кәлгүсидики марс йолучиси т р т чоҗук қанилиниң меһмини болди

кәлгүсидики марс йолучиси елисса карсон (Alyssa Carson) т р т чоҗук (TRT Çocuk) қанилиниң «хәвириң болсун» (Haberin Olsun) пирограммисиға қатнашти.

1608555
кәлгүсидики марс йолучиси т р т чоҗук қанилиниң меһмини болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т кәлгүсидики марс йолучисиниң зийарәт қилинғанлиқини хәвәр қилди.

т р т ниң бу һәқтики мәлуматиға асасланғанда, түркийәниң тунҗи вә бирдинбир балилар хәвәр пирограммиси һесаблинидиған «хәвириң болсун» пирограммисида, америка аләм ишлири идариси-наса (NASA) марсқа чиқириш үчүн тәрбийәләватқан елисса карсон билән сөһбәт өткүзүлгән.

америкада туруп зийарәтни қобул қилған йаш учқучи аләм саһәсидики тәрәққийатлардин учур бәргәнлики билдүрүлди.

у 17 йешида учқучи унваниға еришкән болуп, аләм учқучиси болуш үчүн илгирилигән йолда арзулирини қандақ әмәлгә ашурғанлиқини байан қилди.

у балилиқ мәзгилидин тартип әң чоң арзусиниң, бир күни марсқа қәдәм бесиш икәнликини билдүрүп, түркийәдики аләмгә қизиқидиған балиларға йахши тәклипләрни бәрди.

у пирограмма көргүчиләрниң соаллириғиму җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر