файзер йуқумниң дорисини тәтқиқ қиливатқанлиқини елан қилди

вухән вируси (Kovid-19) ға қарши тәстиқланған тунҗи ваксинаниң ишләпчиқарғучиси файзер (Pfizer) дин кишини һайаҗайландуридиған хуш хәвәр кәлди.

1607560
файзер йуқумниң дорисини тәтқиқ қиливатқанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: файзер ширкити вухән вируси бемарлириға берилидиған дора йасаш үчүн америкада килинкилиқ синақларниң башланғанлиқини елан қилди.

файзер ширкити биринчи қетимлиқ тәҗрибә синақлирида тәсири үнүмлүк болған аламәтләрниң көрүлгәнликини билдүрди. вирусниң һүҗәйриләрдә көпийишиниң алдини елиши күтүлүватқан дориниң, «HIV» вә «Hepatit C» қатарлиқ кесәлликләргиму үнүминиң йахши болидиғанлиқи әскәртилди.

файзер ширкити йәнә, дәсләпки басқучтики вухән вируси бемарлирини давалашта пайдилинидиған иккинчи дора үстдиму тәтқиқат қилиниватқанлиқини билдүрди.

файзер йәр шари тәтқиқат тәрәққийат вә давалаш бөлүминиң башлиқи микаел долстен (Mikael Dolsten), дорини бемарниң дохтурханида йетип давалиниши йаки җиддий қутқузушта давалинишиға керәк болмастин ​йуқумлинишниң дәсләпки басқучида бәргили болидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر