«истиқлал марши» ниң 100 – йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди

истанбулда «айасофйа җамәси» ниң алдида «истиқлал марши» қобул қилинғанлиқииң 100 – йиллиқи вә мәһмәт акиф әрсойни хатириләш мунасивити билән паалийәт өткүзүлди.

1599914
«истиқлал марши» ниң 100 – йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йашлар фондиниң башлиқи әнәс әминоғлу вә фонди әзалири, 34 – нөвәтлик «бамдат намизи пирограммиси» даирисидә, «айасофйа җамәси» дә бир йәргә җәм болди.

бамдат намизидин кейин, җамәниң алдида бир йәргә җәм болған әминоғлу билән түркийә йашлар фондиниң әзалири, түркийә байриқини ләпилдәткән һалда «истиқлал марши» ниң 10 қитәсини бирликтә оқуди.

гуруппидикиләр, мәһмәт акиф әрсойниң, «аллаһ таала бу милләткә йәнә бир қетим <истиқлал марши> йаздурмисун» дегән сөзи вә «истиқлал марши» миң «мән әзәлдинла һөр йашидим, һөр йашаймән, қайси тәлвә маңа зәнҗир билән урушқа петиналайду? бу мени һәйрәттә қалдурар» қурлири йезилған вивискиларни көтүрүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر