һолливод чолпанлири әрдоғанниң туғулған күнини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 67 йашқа киргән туғулған күни һоллевудниң даңлиқ артиси җәйсон стадам қатарлиқ чолпанлар тәрипидин тәбрикләнди.

1591732
һолливод чолпанлири әрдоғанниң туғулған күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн, «истанбул  кино музейи» ниң «атлас 1948» намлиқ филим  арқилиқ ечилиш пирограммисиға қатнашқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 67 йашқа киргән туғулған күни, шу пирограммиға иштирак қилған  мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой вә униң рәпиқиси пәрвин әрсой, артис җәйсон стадам, артис җош харнет, режиссор-синарист гай риччи вә айали җакки айнслей, филим ишлигүчи иван аткинсон, Miramax мәсули, филим ишлигүчи бил блок қатарлиқ мәшһур шәхсләрни өз ичигә алған һоллевуд чолпанлири тәрипидин тәбрикләнди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә торт кесиш арқилиқ миннәтдарлиқини ипадилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر