рәһмәт вә бәрикәт кечиси рәгаип қәндили бүгүн идрак қилиниду

ислам дунйаси үчүн муһим һесаблинидиған үч айлардин рәҗәп ейиниң биринчи пәйшәнбә күнини җүмәгә бағлайдиған кечә киридиған рәгаип қәндили, «рәһмәт вә бәрикәт кечиси» дәп қарилиду.

1586138
рәһмәт вә бәрикәт кечиси рәгаип қәндили бүгүн идрак қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири؛ түркийә диний ишлар идариси рәгаип қәндили мунасивити билән һәр хил паалийәтләрни өткүзиду. бу даиридә, истанбулдики айасофйа җамәсидә өткүзүлидиған «рәгаип қәндили мәхсус пирограммиси», 1-т р т  қанилидин тарқитилиду.

муавин пирезидент фуат октай твитетрда рәгаип қәндили мунасивити билән учур һәмбәһирлиди.

у: «улуғ аллаһниң рәһмәт, мәғпирәт вә рәззақ сүпәтлири билән ишинидиғанларға хуш хәвәр бәргән мубарәк рәгаип қәндилиниң хәлқмизгә вә ислам дунйасиға хәйрилик болушини тиләймән» деди.

түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш рәгаип қәндили мунасивити билән видеолуқ учур тарқатти.

у: «әзиз хәлқимизниң вә пүткүл ислам дунйасиниң роһимизни паклайдиған вә көңлимизни йорутидиған мубарәк үч айларни, шундақла рәгаип кечисини тәбрикләймән. мусулманларниң иттипақлиқи вә бирликигә, инсанийәтниң тинчлиқи вә хатирҗәмликигә вәсилә болушини улуғ аллаһтин тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر