тика суданда йашларниң кәсип игиси болушиға йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) ниң зәһәрлик чекимлик хумарлиқидин қутулуши үчүн ианисигә еришкән судан йашлири, кәсип игиси болуп, мустәқил турумуш кәчүрүшкә башлиди.

1585343
тика суданда йашларниң кәсип игиси болушиға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика «хартумда кочида йашайдиған йашларни кәсип игиси қилиш лайиһәси» рамкисида, «бит мәкәли җәмийити» тәрбийәләватқан вә зәһәрлик чекимликкә хумар болуп қелиштин қутулған 105 йашқа, 2020-йили 25-өктәбир  кәпшәрләш машиниси, електир үскүнилири, су сайманлири, аптомобил чақи ремонт қилидиған сайманлар вә сатирашлиқ материйаллири ианә қилди.

бәзи йашлар  лайиһә билән өзлири игилик тиклиди, бәзи йашлар ширкәтләрдә ишләп кәспидә мутәхәсисләшти.

бит мәкәли җәмийитиниң қурғучиси лубна әли муһәммәд абдурраһман анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда, тика билән иҗра қилған ортақ лайиһәниң нәтиҗилирини байан қилиштин мәмнунлуқ һес қилидиғанлиқини билдүрди.

у: «йиллардин буйан зәһәрлик чекимликкә хумар болуп қалған вә өйсиз кишиләр үчүн хизмәт қиливатқан болсақму, әмма ишләпчиқиришқа мунасивәтлик лайиһәләрни әмәлгә ашуруш имканийитигә еришәлмигән идуқ. тиканиң қоллиши билән әмәлийләшкән бу лайиһә, давалаш, физикилиқ давалаш, ишқа орунлаштуруш вә панаһлиниш түрлири болған вә барлиқ тәрәплири билән хәлқаралиқ лайиһә болди. лайиһәниң кейинки басқучида, иншааллаһ бу йашларниң өйлинишигә йардәм қилимиз. қизларға мунасивәтлик кәлгүси лайһәмиздә, тика билән техиму зич һәмкарлишишни үмид қилимиз. қилған йардәмлири сәвәбидин тикадин миннәтдармиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر