спейс екс бирла вақитта 143 суний һәмраһ қойуп бәрди

американиң ракета, сүний һәмраһ вә аләм кемиси йасиғучи спейс екс (SpaceX), «1-транспортер» (Transporter-1) вәзиписи рамкисида, аләмгә бирла вақитта 143 суний һәмраһ қойуп бәрди.

1570322
спейс екс бирла вақитта 143 суний һәмраһ қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: спейс екс ширкити бирла вақитта аләмгә 143 суний һәмраһ қойуп берилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә,  23-йанвар (2021) һава райи сәвәбидин кечиктүрүлгән «1-транспортер» вәзиписи, американиң флорида иштатидики кейип каневрал базиси (Cape Canaveral) да мувәппәқийәтлик әмәлгә ашурулған болуп, бирла вақитта 143 суний һәмраһни қойуп беридиған«9 –фалкон» (Falcon 9) ракетасини аләмгә қойуп бәргән.

бу даиридә, 133 данә сода вә дөләт суний һәмраһи, 10 данә истратегийәлик суний һәмраһи болуп, җәмий 143 кичик суний һәмраһ йәр шариниң орбитасиға орунлишиду.

спейс екс ширкити бу суний һәмраһларниң, қутуп орбитасиға орунлишидиған тунҗи суний һәмраһ,ар болидиғанлиқини билдүрди.

спейс екс ширкити йәнә, йәр шари орбитасида 12 миң суний һәмраһдин тәшкил тапқан тор қурушни пилан қилған болуп, мәзкур лайиһәни 2027-йили әмәлийләштүрүш нишан қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر