дунйада тунҗи қетим бир бемарға қол вә мүрә көчүрүлди

фирансийәниң леон шәһиридики едвард херрийот (Edouard-Herriot) дохтурханисида 13-йанвар (2021) исландийәлик бир бемарға, икки қол вә икки мүрә бирла вақитта көчүрүлди.

1565952
дунйада тунҗи қетим бир бемарға қол вә мүрә көчүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң леон шәһиридики едвард херрийот (Edouard-Herriot) дохтурханисида 13-йанвар (2021) исландийәлик бир бемарға, икки қол вә икки мүрә бирла вақитта көчүрүлди. мувәппәқийәтлик болған оператсийә тәхминән 15 саәт давамлашти.

48 йашлиқ бемарниң әһвалиниң йахши икәнлики билдүрүлди. мәзкур бемарни 26 йешида ток соқувәткән болуп, икки қоли кисиветилгән иди.

дунйада буниңдин бурун қол көчүрүш оператсийәси қилинған болсиму, қол билән мүрини тәң көчүрүп оператсийә қилиш, биринчи қетим леонда әмәлгә ашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر