й т б түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни қоллаш пирограммиси елан қилди

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) түркийәдә оқуш пүттүргәнләргә қаритилған хизмәтлирини давамлаштурмақта.

1560029
й т б түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни қоллаш пирограммиси елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә охшимиған универстетларда толуқ курс, аспирантлиқ вә докторлуқта оқуп, оқуш пүттүргәндин кейин, өзиниң дөләтлиригә қайтқан миңларчә хәлқаралиқ оқуғучи, түркийәдә оқуш пүттүргәнләр аилисигә академик, сийасәтчи, сода-санаәтчи, иқтисадшунас, тәнтәрбийәчи вә сәнәтчи болуп қетилди.

й т б түркийәдин қайтқандин кейин өз дөләтлиридә вә хәлқаралиқ сәһниләрдә мувәппәқийәтлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән, өз дөләтлириниң тәрәққийатида муһим ролларни үстигә алған түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни қоллаш үчүн икки пирограмма елан қилди.

й т б «түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни академик җәһәттин қоллаш пирограммиси» вә «түркийәдә оқуш пүттүргәнләр тәнтәрбийә хизмәтлири мукапати вә қоллаш пирограммиси» билән, түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни маддий җәһәттин қоллайду.

түркийәдә оқуш пүттүргәнләрни академик җәһәттин қоллаш пирограммиси рамкисида, түркийәдә оқуш пүттүргән академик тәтқиқатчиларниң, түрк мәдәнийити, тили вә тарихи һәққидә қилған тәтқиқатлири йардәмгә еришиду.

түркийәдә оқуш пүттүргәнләр тәнтәрбийә хизмәтлири мукапати вә қоллаш пирограммиси рамкисида, түркийәдә оқуш пүттүргән тәнтәрбийәчиләрниң келәчәктики мувәппәқийәтлирини қоллаш мәқситидә, мукапат берилиду. пирограмма рамкисида, хәлқаралиқ вә районлуқ мусабиқиләрдә, мувәппәқийәткә еришкән түркийәдә оқуш пүттүргәнләр қоллашқа еришиду.

пирограммиларға 2021-йилидин башлап йил ахириғичә «basvuru.ytb.gov.tr» адресидин илтимас қилиғили болиду. пирограммиға мунасивәтлик учурларни «www.turkiyemezunlari.gov.tr» көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر