әрбаш: айасофйа пүткүл инсанийәткә очуқ

түркийә җумһурийити дийанәт ишлири башқармиси башлиқи әли әрбаш, айасофйаи кәбир җамии шәрифниң пүткүл инсанийәткә очуқ икәнликини ейтти.

1466696
әрбаш: айасофйа пүткүл инсанийәткә очуқ

түркийә авази радийоси хәвири: дийанәт ишлири башқармиси башлиқи әли әрбаш дүзҗәдә мухбирларға байанат берип, айасофйаи кәбир җамии шәрифниң 24 – ийулда ибадәткә ечилиши билән бирликтә 86 йиллиқ сеғинишқа хатимә берилгәнликигә ишарәт қилған һалда «айасофйаниң ибадәткә ечилиши һәм хәлқимиз һәм пүткүл инсанийәт үчүн хәйрлик иш болди. пәқәт мусулманларла әмәс, һәркүни миңларчә киши келип екскурсийә қилмақта. биз шуниң үчүн <айасофйа пүткүл инсанийәткә очуқ> дәватимиз» деди.

әрбаш, дийанәт ишлири башқармиси, мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи вәхпиләр баш идариси, истанбул валийлиқ мәһкимиси қатарлиқларниң өзара һәмкарлиқ орнитип айасофйада әң гүзәл хизмәтләрни қилишқа тиришиватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر