әрдоған 13 – май түрк тили байримини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 13 – май түрк тили байримини тәбриклиди.

1417072
әрдоған 13 – май түрк тили байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тивиттер арқилиқ тәбрик учури тарқитип, «(түркчә сөзлишимиз) дедуқ, дөлитимизниң мәнпәәтлирини вә езилгүчиләрниң һоқуқини һәр даим түрк тили арқилиқ қоғдидуқ. буниңдин кейинму һәқ вә адаләт күришимизни түркчә сөзләп туруп давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған, түрк байриқи бәлгиси билән бирликтә «13 – май түрк тили байримини тәбрикләймән» дәп йазған учуриға бир видеому илавә қилди.

әрдоғанниң дунйа рәһбәрлиригә түркчә хитаб қилған вә лидерлар билән аилә фото – сүритигә чүшүш пәйтидики түрк байриқини йәрдин алған көрүнүшлиригә орун берилгән видеода, истанбул шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи болған мәзгилидә бир телевизийә сөһбәт пирограммисидики «түркийә җумһурийити баш министири болсиңиз, башқа дөләт лидерлири билән алақиләшкәндә қайси тилни ишлитидиғанлиқиңизға қизиқиватимән?» дегән соалға әрдоғанниң «түркчә сөзләймән» дәп җаваб бәргән көрүнүшлириму орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر