түркийә сербийәдики вирусқа қарши туруш лайиһәсигә йардәм қилди

түркийә вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш даирисидә сербийәдә башланған маска вә дизинфексийә суйуқлуқи ишләпчиқириш лайиһәсигә йардәм қилди.

1398504
түркийә сербийәдики вирусқа қарши туруш лайиһәсигә йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бошнақлар зич топлишип олтурақлашқан сербийәниң санҗақ районида паалийәт қиливатқан «хәдичә айаллар җәмийити» башлиған вә түрк һәмкарлиқ кординатсийә агентлиқи-тика қоллиған лайиһәдә ишләпчиқирилған 20 миң маска, 250 сопун вә 250 қута дизинфексийә суйуқлуқи район хәлқигә һәқсиз тарқитип берилди.

җәмийәт башлиқи амила лиҗина вухән вирусиға қарши турушта җәмийәткә һәссә қошушни халайдиғанлиқлирини билдүрүп: «тиканиң йардими билән маска вә дизинфексийә суйуқлуқи ишләпчиқиришқа халис қетилдуқ. қилған йардәмлири вә қоллиғанлиқлири үчүн түрк хәлқигә шундақла тикаға раһмәт ейтимиз» деди.

лайиһә рамкисида җәмийәттики айаллар тика йардәм қилған бәш данә тиккүчилик машиниси билән маска тикмәктә. буниңдин башқа, тика йардәм қилған материйаллар билән сопун вә дизинфексийә суйуқлуқи ишләпчиқармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر