белградта «3т-трио» паалийити өткүзүлди

сербийәниң пайтәхти белградтики йунус әмрә институти «3т-трио (3T-Trio)؛ түрк тили, түрк күлтүри вә түрк таамлири» темиси астида паалийәт өткүзди.

1157838
белградта «3т-трио» паалийити өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «3т-трио» паалийитиниң биринчи бөлүмидә түркийә вә сербийәдики той әнәнилириниң ортақ алаһидиликлири тонуштуруп өтүлди.

түркийәниң белградта турушлуқ баш әлчиси  танҗу билгичму иштирак қилған паалийәткә қатнашқанлар, икки дөләтниң той әнәнилири тоғрисида пикир алмаштуруш имканийитигә еришти.

той әнәнилири тоғрисидики қисқа филимдә, түркийә вә сербийәдики тойларда хенә йеқиш кечиси вә келингә қизил лента бағлашниң һәр икки дөләттә охшаш икәнлики тәкитләнди.

паалийәт иштиракчилири йәнә, түрк таамлиридин полу вә татлиқ түрүмләргә охшаш әнәниви йемәкликләрниң тәмини тетип көрүш пурситигә еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر