һиндистан әлчиханиси йемәк-ичмәк күнлири паалийити өткүзди

һиндистанниң әнқәрә әлчиханиси 2-февралғичә давам қилидиған «һиндистан йемәк-ичмәк күнлири» паалийитини башлиди.

1135142
һиндистан әлчиханиси йемәк-ичмәк күнлири паалийити өткүзди
hint yemekleri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң әнқәрә әлчиханиси тәрипидин уйуштурулған вә 2-февралғичә давамлишидиған «һиндистан йемәк-ичмәк күнлири» ниң ечилиш мурасими, әнқәрәдики бир меһмансарайда өткүзүлди.

һиндистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси бһаттачарйа саһибханлиқ қилған вә һинди мәдәнийитигә хас болған веган вә көктат йемәкликлири тонитилған паалийәткә, чәт әл дипломатлири, әнқәрәдики һинди җәмийәтлириниң әзалири вә башқа меһманлар иштирак қилди.

баш әлчи бһаттачарйа мурасимда: «бүгүн наһайити алаһидә паалийитимиз бар, чүнки бүгүн гәнди тамақ тизимлики бар. мундақчә ейтқанда, барлиқ йемәкликләр көктатлардин итилди. махатма гәнди веҗетарйан иди» деди.

у паалийәтниң башқа күнлиридә, меһманларға охшимиған йемәкликләр берилидиғанлиқини билдүрүп: «билгинимиздәк, һиндистан билән түркийәниң наһайити бурунға туташқан мунасивәтлири бар. миңларчә йил бурун дора-дәрмәкләрни өзара алмаштураттуқ. бир һәптә бойичә бу әнәниләрни қайта җанландурушни үмид қилимиз» деди.

у истанбул билән кападокйаға охшаш, әнқәрәдиму бир һинди рестораниниң болушини халайдиғанлиқини әскәртип, әслидә түркләрниң һинди йемәк-ичмәклиригә қизиқидиғанлиқини ейтти.

у икки дөләтниң ортақ нуқтилири барлиқини, ғазиантәп вә шанлиурфа қатарлиқ шәһәрләрдә йемәкликләргә дора-дәрмәк селинидиғанлиқини қәйт қилди.

һиндистан йемәк-ичмәк күнлири паалийити 2-февралғичә қәдәм тәшрип қилишни халиған меһманларни күтүвалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر