тика йәмәндә нурғун инсанпәрвәрлик лайиһәлирини әмәлгә ашурди

түркийә төт йилдин буйан ички уруш тохтимайватқан вә хәлқи ачарчилиққа дучар болған йәмәнгә қарита көп тәрәплимилик ташқи сийаситини давамлаштурмақта.

1109283
тика йәмәндә нурғун инсанпәрвәрлик лайиһәлирини әмәлгә ашурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи тика (TİKA) 2018-2012 –йиллири арисида йәмәндә маарипни асас қилған һалда сәһийә, йеза игилики вә асасий ул-әслиһә қатарлиқ саһәләрдин җәмий 93 лайиһәни әмәлгә ашурди. 2012-йили апрелда тиканиң санада ечилған ишханиси йәмән миқйасида маарип саһәси бойичә 25, сәһийәдә 15, мәмурий ул-әслиһә саһәсидә 23, инсанпәрвәрлик саһәсидә 17, мәдәнийәт һәмкарлиқи саһәсидә сәккиз, йеза игилики вә чарвичилиқ саһәсидә бәш лайиһәни әмәлгә ашурди.

тика 2013-йили пайтәхт сана, әдән, таиз вә һудәйдә қатарлиқ шәһәрләрдә җәмий 60 бөлүмдин тәркип тапқан төт диализ мәркизи қурди.

тика түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқи бойичә әдән вә таизда қийин һава райи шараитлири астидиму пайдиланғили болидиған дохтурхана салди. йәмәнниң мәмурий системисини күчәйтиш мәқситидә 200 гә йеқин йәмәнлик мәмурий хадимларни, түркийәдә охшимиған кәсипләр бойичә тәрбийәлиди. әдән әмин нашир сәһийә иниститутини теббий үскүниләр билән тәминлиди. 250 оқуғучи сиғидиған бир оқуғучилар йатақ бинасини ремонт қилди, 500 кишилик икки оқуғучилар йатақ бинасини әслиһәләр билән тәминлиди.

бу даиридә, йәмәндә йуқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә әдәнни йашиғили болидиған һалға кәлтүрүш үчүн уруштин қип қалған вә топлинип қалған әхләтләр тазиланди.

дали, таиз, лаһич, әбйән вә әдәнниң охшимиған җайлирида йашайдиған миңларчә аилигә йемәк-ичмәк йардәм қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر