дунйада түркчә өгиниш қизғинлиқи көтүрүлмәктә

түрк тили идарисиниң башлиқи пирофессор доктор гүрәр гүлсәвин түркчиниң қисимлиқ телевизийә филимлири арқилиқ дунйаниң һәммә җайлириға кеңийиватқанлиқини вә дунйада түркчә өгиниш қизғинлиқиниң ашқанлиқини билдүрди.

1105325
дунйада түркчә өгиниш қизғинлиқи көтүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түрк тили идариси башлиқи пирофессор доктор гүрәр гүлсәвин анталйада ечилған бир илмий муһакимә йиғинида сөз қилип, дунйада қизиқиш қозғаватқан тиллардин бириниң түркчә икәнликини билдүрди.

у нурғун дөләтләрдә түркчә өгитиш мәркәзлириниң барлиқини әскәртип: «түркчә өгиниш қизғинлиқи ешиватиду, чүнки түркийәдә ишләнгән қисимлиқ телевизийә филимлири вә кино филимлири дунйаниң һәммә җайлирида сетиливатиду» деди.

у оттура асийа, оттура шәрқ вә балқан районлирида түркийәдә ишләнгән қисимлиқ телевизийә филимлиригә зор қизиқишниң барлиқини қәйт қилди.

у дунйада америка филимлиригә болған қизиқиштин қалсила түркийә қисимлиқ телевизийә филимлиригә болған қизиқишниң иккинчи орунда туридиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر